Open login
Главная Новости Мәрһаба, Норуз!
Мәрһаба, Норуз!
21.03.2018 00:26   

Мубарак достлар норуз мəйрими,
Баһар пəслини йетəклəп кəлгəн,
Төкүп бизлəргə иллиқ меһрини
Көктə қуяшму йеқимлиқ күлгəн.

Көңилни норуз бөлисун шатқа,
Унда ечилсун баһар гүллири,
Қонуп дилдики əвришим шахқа
Мəнгү яңрисун булбул үнлири!

Қәдирдин Разақов

Дилларға арамбәхш ата қилип, йеңичә һис туйғу, йеңи арзу-тиләк, йеңи бәхит дәмләрни беғишлайдиған Жил беши – Норуз мәйрими өлкимизгә қәдәм тәшрип қилди. Шу мунасивәт билән биз барчиңларниң мусулман әһли, жүмлидин, барлиқ түркий хәлиқләр үчүн, Йеңи жил һесапланған бу қутлуқ мәйрәм билән барлиғиңларни чин жүрәктин тәбрикләймиз! Барчиңларниң аилисигә хатиржәмлик, аиләвий бәхит, течлиқ-паравәнлик, иттипақлиқ  вә разимәнлик тиләймиз. Елимиздә чин достлуқниң нахшиси мәңгү яңрап турсун! Милләтләр ара разимәнлик, вә иттипақлиқниң һули мәңгүлүк болсун! Норуз мәйрими мубарәк болсун!

Наурыз құтты болсын!

С праздником Наурыз!

«ПӘРВАЗ» уйғур ижрачилар бирләшмиси

 
Интересный материал? Поделись с другими: