Open login
Главная Новости Утуқларға биллә йетимиз.
Утуқларға биллә йетимиз.
17.02.2017 11:51   

«Уйғур авази» гезити, 16 февраль 2017 жил

Бийил 31-январь күни Қазақстан Җум­һурийитиниң Пре­зи­денти Нурсултан На­зарбаевниң Қазақстан хәлқигә йоллиған Мәктүбини барлиғимиз диққәт билән оқуп чиқтуқ десәм мубалиғә болмас. Президент Мәктүптә: «Биз йеңи дәвир алдида туримиз. Дөлитимиз 25 жиллиқ тәрәққият йолини му­насип  бесип өтти. Елимиз билән һәқлиқ рәвиштә мәғрурлинимиз. Биз йәткән утуқларни дуния җамаәтчилиги яхши билиду вә алий баһалайду» дәп тәкитлиди.

Һәқиқәтәнму, Қазақстанниң өткән жилларда йәткән утуқлири һәммимизгә мәлум. Әнди 2017-жилни болса, Қазақстан БМТ Бехәтәрлик Кеңишиниң турақлиқ әмәс әзаси сүпитидә башлиди. Мана йеқиндила Алмутида 28-Дуниявий қишлиқ Универсиада утуқлуқ аяқлашти. Қазақстан командиси мошундақ чоң спорт мусабиқисидә умумий командилиқ һесапта иккинчи орунни егилиди. Әнди язда пайтәхтимиздә ЭКСПО-2017 Хәлиқара көргәзмиси өтиду. Алаһидә тәкитләш керәкки, мана мошундақ чарә-тәдбирни Қазақстан МДҺ вә Мәркизий Азия дөләтлири ичидә дәсләпки қетим өткүзүватқан дөләт. Буму бизниң елимизниң шан-шөһритини, абройини көрсәтсә керәк. Дөлитимиз 2050-жилғичә дуниядики тәрәққий әткән 30 дөләтләр қатариға кириши керәк. Биз мошу мәхсәткә изчиллиқ билән кетип баримиз.

Һазир дунияда ховуплар көп. Шуңлашқа Президентимиз 2012-жили алға сүргән «Стратегия-2050» программисиниң актуаллиғи техиму ашмақта. Президентимиз тәвсийә қилған «Нұрлы жол» вә «100 ениқ қәдәм» Милләт плани бойичә һазир һәрқандақ қийинчилиқларға тәқабил туруп, алға интиливатимиз. Һәммигә мәлумки, 2014-2016-жиллар арилиғида дөлитимиздә 200 миңдин ошуқ иш орни пәйда болған. Демәк, гражданлиримизниң паравән һаяти капаләтләндүрүлмәктә.

Президент Мәктүбидә җәмийәт һаятиниң барлиқ саһалири өз әксини тапқан. Бу – һәрбир адәмниң турмушини яхшилаш, йеңи иш орунлирини пәйда қилиш. Бюджеттин кичик вә оттура тиҗарәтни қоллап-қувәтләш үчүн мәбләғ бөлүниду. Пенсия вә башқиму иҗтимаий төләмләр дәриҗиси өсмәктә.

Мәктүптә алаһидә көңүл бөлүнгән мәсилиләрниң бири – йеза егилиги саһаси. Биздә экологиялик таза озуқ-түлүкләрни ишләпчиқириш, ашлиқни экспортқа чиқириш мәсилилири иҗабий һәл қилиниду. 2015-жили қобул қилинған «Нұрлы жол» программиси даирисидә йүзлигән балилар бағчилири вә мәктәпләр селинди. Шәһәрләрниң инфрақурулумлири яхшилиниватиду. Әндики мәхсәт 15 жил ичидә 1,5 миллион аилини турушлуқ өй билән тәминләш.

Һәммимизгә мәлум, йеңи жил һарписида Қазақстандики үч миллий театрға, шуниң ичидә Уйғур театриға «академиялик» дегән статус берилди. Бу, әлвәттә, чоң хошаллиқ. Шундақла биз сәнъәткарларға, чоң җавапкәрликни жүкләйду. Шу җавапкәрликни чүшәнгән һалда, биз келәчәктә тамашибин еһтияҗини қанаәтләндүрүшкә барлиқ күчимизни сәпәрвәр қилимиз дәп ойлаймән.

Қазақстан көпмилләтлик, өзиниң келәчигигә ишәнчә билән қарайдиған яш дөләт. Һәрқандақ қийинчилиқни биз пәқәт бирлик, течлиқ биләнла йеңәләймиз. Дөләт рәһбири мошу қәдрийәтләргә алаһидә көңүл бөлидиғиниму тәсадипи әмәс. Чүнки биз утуқларға умумий өйимиздә бирлик болғандила йетәләймиз.

Руслан ТОХТАХУНОВ, Қ.Ғоҗамияров намидики дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ комедия театриниң мудири.

http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=28547

 

 
Интересный материал? Поделись с другими: