Open login
Главная Новости «Һошшәрә яш талантлар!».
«Һошшәрә яш талантлар!».
23.05.2016 03:03   

«Уйғур авази» гезити, 20 май 2016 ж.

Өткән һәптидә Әмгәкчиқазақ наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң уюштуруши, Әмгәкчиқазақ наһийәлик һакимийәтниң вә Җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң қоллап-қувәтлиши билән Челәк йезисидики Мәдәнийәт өйидә Қазақстан җумһурийити Мустәқиллигиниң 25 жиллиғи мунасивити билән  көрнәклик мәрипәтчи Һебибуллам Қаһаров намидики җумһурийәтлик ХVІІ «Һошшәрә, яш талантлар!» фестивали болуп өтти. Фестивальға Алмута шәһири, Уйғур, Панфилов, Талғир вә Әмгәкчиқазақ наһийәлиридики  мәктәпләрниң уйғур синип­лирида билим еливатқан 600гә йеқин оқуғучи қатнашти.

Бу  фестиваль дәсләп Қазақстан маарип әлачиси, мәрһум Һебибуллам Қаһаровниң тәшәббуси билән Талғир шәһиридә өткән еди. Һебибуллам ака вапат болғандин кейин униң бу алийҗанап ишини оғли,  миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәри  Мәхсәтҗан Қаһаров давамлаштурмақта.

Фестиваль Челәк йезисиниң Абдулла Розибақиев намидики 4-«В» синип оқуғучилириниң иҗрасидики «Һошшәрә, яш талантлар!» нахшиси билән башланди. Шуниңдин кейин Әмгәкчиқазақ наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң муавин рәиси Айнисәм Вайденова пешқәдәм устаз Һебибуллам Қаһаровниң тәрҗимиһали вә әмгәк паалийитигә тохтилип өтти.

 

Шуниңдин кейин сөз  новитини алған җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари, Әмгәкчиқазақ наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Сулайман Мәхсүтов, Әмгәкчиқазақ наһийәлик яшлар ресурслиқ мәркизиниң башлиғи, наһийәлик мәслиһәтниң депутати Айбек Илибаев, Һебибуллам Қаһаровниң рәпиқиси Ғәйрәтбүви Сәйдалим қизи бу чарә-тәдбирниң әһмийитигә тохталди.

Риясәтчиләр фестивальниң қаидилирини елан қилип, қазилар топи билән тонуштурди. Шуниңдин кейин җай-җайлардики таллаш синақлиридин өтүп кәлгән яш талантлар «Билим», «Шахмат», «Тәсвирий сәнъәт», «Шеир», «Драмилиқ сәһниләштүрүлгән көрүнүш», «Ләпәр иҗра қилиш», «Миллий нахша», «Миллий йәккә уссул», «Миллий топ уссули» вә «Миллий саз»  номинациялири бойичә өзара бәс-бәскә чүшти.

Әтигәнлиги башланған  күч синаш он бир саат давам қилди. Ахирида көпчилик тәшналиқ билән күткән һаяҗанлиқ пәйт келип, униң йәкүни чиқирилди.

Нәтиҗидә алдин-ала елинған тест синиғи бойичә «Билим» номинациясида алаһидә паалийәтчанлиқ тонутқанлиғи үчүн Зулмира Магометова (Панфилов наһийәси, Абдулла Розибақиев намидики оттура мәктәп), уйғур тили пәни бойичә Гүлнисәм Самиева (Уйғур наһийәси Чонҗа шәһиридики 5-оттура мәктәп), қазақ тили пәни бойичә Муқәддәс Һәмзахунова (Уйғур наһийәси Чонҗа йезисидики Илья-Бәхтия намидики мәктәп), «Шеир» номинацияси бойичә Сумбат Адилһемитова (Әмгәкчиқазақ наһийәси, Ғәйрәт йезиси Исмайил Саттаров намидики оттура мәктәп), «Миллий саз» номинацияси бойичә Мәсим Яқупов намидики 101-мәктәп-гимназиясиниң сазәндә оғуллири (Алмута шәһири), «Миллий ләпәр» номинацияси бойичә Сабина Зикирахунова вә Самир Һәмраев (Уйғур наһийәси Ардолата оттура мәктиви), «Миллий нахша» номинацияси бойичә Мәруповларниң аиләвий ансамбли (Әмгәкчиқазақ наһийәси Байсейит йезиси Исмайил Тайиров намидики уйғур оттура мәктиви), «Йәккә уссул» номинацияси бойичә Руфина Әмруллаева (Уйғур наһийәси Қирғизсай оттура мәктиви), «Топ уссул» номинацияси бойичә Ақтам оттура мәктивиниң уссулчилар топи (Уйғур наһийәси), «Шахмат» номинацияси бойичә қизлар арисида Рәйһангүл Абдиваҗитова (Уйғур наһийәси Баһар йезиси Абдулла Розибақиев намидики мәктәп), 1 –5-синип оқуғучилири арисида Расул Баратов (Алмута шәһири Мәсим Яқупов намидики 101-мәктәп-гимназияси), жуқарқи синип оқуғучилири арисида Илһам Лохмәнов (Панфилов наһийәси Пәнҗим йезиси Абдулла Розибақиев намидики мәктәп), «Тәсвирий сәнъәт» номинацияси бойичә Шахрук Бәхтахунов (Уйғур наһийәси Ғоҗәхмәт Сәдвақасов намидики Чоң Ақсу оттура мәктиви), «Әдәбий әсәрдин сәһнә көрүниши» номинацияси бойичә «Мәрипәтниң өчмәс чириғи» әсәри (Уйғур наһийәси Ақтам оттура мәктиви) ғалип чиқти. Улар Һ.Қаһаров намидики мәхсус медаль,  шундақла башқиму көплигән маддий вә мәнивий соғилар билән тәғдирләнди. Һәрбир номинация бойичә иккинчи вә үчинчи орунларни егилигән оқуғучилар Пәхрий ярлиқлар билән мәхсус соғиларни елишқа муйәссәр болди.

Фестивальдин кейин қазилар топиниң рәиси Савутҗан Сонуров өз пикрини төвәндикичә изһар қилди:

– Уйғур хәлқиниң миллий саз әсваплири нурғун. Биз һазир нағра, карнәй, сүрнәй тутқан балиларни көрдуқ. Равап билән дутар нурғун. Музыка рәһбәрлиригә ейтарим: чаң, ғеҗәк, хуштар, дап челишни үгитишкә көңүл бөлүнсә қени? Шундақла нахшиларниң, сәһнә әсәрлириниң тематикисини өзгәрткән дурус. Балилар үчүн классикилиқ әсәрләрни орунлаш асанға чүшмәйду. Хәлқимизниң бай еғиз иҗадийитигә көңүл бөлүнсә яхши болар еди. Йәнә бир ейтарим, җумһурийәтлик мусабиқигә келиштин бурун наһийә-наһийәләрдә таллаш турлирини уюштуруш һаҗәт.

Әмгәкчиқазақ наһийәсидә 72 миң уйғур яшайду. 15 мәктәпниң уйғур синиплирида балилиримиз ана тилида билим алиду. Әпсус, жилдин-жилға уйғур синиплиридики оқуғучилар сани азийиватиду.  Ечинишлиқ йери, уйғур мәктәплиридә ишләватқан устазлиримиз балилирини ана тилида оқутқуси кәлмәйду. Бүгүнки чарә-тәдбирдин кейин шуларниң дили уйғурчә сөзләп турған балини уйғурчә оқутуш керәклигини чүшинишини тилигән болар едуқ. Мошундақ чариләрдин кейин билимлик вә талантлиқ яшлиримиз сепиниң көпийидиғанлиғиға үчүт қилимиз.

— «Ялғуз атниң чеңи чиқмас» дәйду. Бүгүнки «Һошшәрә, яш талантлар!» фестивалиниң тәләпләр дәриҗисидә өтүшигә көп күч чиқарған Сулайман Шәмшидин оғлиға, Айнисәм Өмәрқизиға, Челәк йезисидики А.Розибақиев намидики мәктәп коллективиға һәм Ишиктә вә Челәк регионлуқ ханим-қизлар кеңәшлириниң рәислири Нурбүви Насирова вә Нурҗамал Һасановаға, шундақла, фестивальға қатнашқан 1000дин ошуқ адәмгә дәстихан йейишқа ярдәм бәргән ханим-қизлар кеңәшлириниң рәислири Зәйтүнәм Сабитова, Зәйтүнәм Насирова, Зоһра Баратова, Патигүл Талипова, Ханзура Мәмәтниязова, Раһиләм Адилова вә Заһидәм Йүсүпов вә башқиларға  миннәтдарлиғимни  изһар қилмақчимән, — деди фестивальниң тәсисчиси һәм баш һамийи Мәхсәтҗан Қаһаров.

Көрнәклик мәрипәтчи Һебибуллам Қаһаров намидики җумһурийәтлик ХVІІ «Һошшәрә, яш талантлар!» фестивалиниң шаһиди ретидә ейтаримиз, ана тилида булбулдәк сайрап, уйғур хәлқиниң тарихи сәһипилирини варақлитип, хәлқимизниң бай сәнъити билән мәдәнийитини намайиш қилған балилиримизниң нахша-уссуллиридин чоңқур һаяҗанға бөләндуқ. Ата вәсийитигә әмәл қилип келиватқан Мәхсәтҗан Қаһаровтин, мошундақ чоң ишларни әмәлгә ашурушта һәрдайим униңға анилиқ дуаси вә разилиғи билән яр-йөләк болуп келиватқан Ғәйрәтбүви анидин чәксиз рази болдуқ.

Рашидәм РӘҺМАНОВА.

Әмгәкчиқазақ наһийәси.

http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=24227

 
Интересный материал? Поделись с другими: